Хитай америка комитетиниң старбакс мәсилисидики дәвалирини «ашкара ялған» дәп рәт қилди

Бейҗиң, 4-өктәбир — хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси гуо җякун шәнбә күни америка авам палатаси хитай мәсилилири бойичә алаһидә комитетини «сиясий мәқсәттә һавадин дәва тоқуп хитайға һуҗум қилиш вә қарилаш»та әйиблиди. Бу, комитет рәиси җон моленарниң старбаксни бу һәптә үрүмчидә ачқан тунҗи икки дукинини (бири чоң базар, йәнә бири хәлқара айропортта) тақашқа чақирғиниға җаваб болди. Моленар бу қарарни «һәйран қаларлиқ вә әхлақсиз» дәп атап, буниң «америкиниң даңлиқ маркисини җ к п ниң уйғурларға қаратқан шәпқәтсиз бастурушиға бағлап қойидиғанлиқи»ни ейтқан иди. Гуо җякун: «шәрқий түркистандики «ирқий қирғинчилиқ» дәваси ашкара ялған»; старбакс хитай баш директори лю венҗүән ширкәтниң шәрқий түркистанға давамлиқ мәбләғ салидиғанлиқини билдүрди.
Мәнбә: The Leaders Online, 2026-йили 4-өктәбир. https://theleaders-online.com/china-slams-us-lie-over-starbucks-stores-in-xinjiang/
