Җәвһәр илһам: дадам илһам тохтиниң һаят вә саламәт болушини үмид қилимән

2026-Йил 25-өктәбир, хитай түрмисидики профессор илһам тохти 57 яшқа кирди. Хәлқара кәчүрүм тәшкилати шу күни униң қизи җәвһәр илһамниң дадисиға язған туғулған күн хетини елан қилип, җәмийәтни муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинған вә узун йиллардин буян аилиси билән болған алақиси үзиветилгән бу сиясий мәһбусниң әһвалиға диққәт қилишқа чақирди.
Җәвһәр хетидә, өзиниң 13 йилдин буян дадиси билән биллә туғулған күнни тәбрикләш пурситигә еришәлмигәнликини, бирақ йәнила униң авазини, оқутуш вә адәм тәрбийәләшкә болған қизғинлиқини, шундақла китаб вә билимгә болған муһәббит
