Әркин асия радийоси уйғурчә хәвәрлири (2026-йил 20-ноябир)

Уйғур балилирини ата-аниси үстидин «көз-қулақ» болушқа селиш йәнә давамлашмақта
Хитай даирилириниң шәрқий түркистандики мәктәп балилирини аилиси вә әтрапидики кишиләрниң һәрикитини көзитишкә қатнаштуруш усули, илгири ата-аниларниң диний етиқадини тәкшүрүш шәклидә көрүлгән болса, йеқинқи йилларда хитай тилиниң аилә вә җәмийәттә ишлитилишини назарәт қилиш шәклидә давамлашмақта.
Хотән вилайәтлик маарип идарисиниң 2024-йили 12-ноябирда елан қилған рәсмий хәвиридә, «кичик қоллар чоң қолларни йетәкләш, дөләт ортақ тилини бирликтә өгиниш» паалийити арқилиқ 18 миң оттура вә б
